түркийә билән албанийә  телевизийәдә һәмкарлиқ орнатти

түркийә билән албанийәниң һәмкарлиқи, икки дөләтниң телевизийә қаналлириғиму тәсир көрсәтти.

108756
түркийә билән албанийә  телевизийәдә һәмкарлиқ орнатти

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий албанийә пайтәхти тиранаға җайлашқан « Planet TV» қанилиниң мәсуллири, әнқәрәдә түркийә радийо – телевизийә идарисиниң меһмини болди.
түркийә радийо – телевизийә идариси мудири ибраһим шаһин, албанийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси гентс муччай, « Planet TV» қанилиниң мудири әһмәт мучаҗ вә башқа мәсул кишиләр билән көрүшти.
ибраһим шаһин түркийә радийо – телевизийә идарисиниң 130 дин артуқ хәлқаралиқ телевизийә қаналлири вә радийолар билән келишим түзгәнликини әскәртти.
« Planet TV» қанили пирограммилириниң албанийәдин башқа, гиретсийә вә италийә қатарлиқ дөләтләрдә көрүлидиғанлиқини билдүргән мучаҗ, бу һәмкарлиқниң өзлири үчүн пурсәт икәнликини вә икки дөләт мунасивәтлирини күчәйтидиғанлиқини тәкитлиди.
икки дөләтниң телевизийә қаналлири арисида өз ара пирограмма алмаштуруш, ортақ филим ишләш, хадимларни алмаштуруш вә техника йардими қатарлиқ маддиларни өз ичигә алған келишим имзаланди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر