түркийә әң йахши 100 филимни таллайду

2014 – йили 1 – сентәбиргичә академиклар, кәсип әһлилири вә иҗтимаий тәшкилатлар тәрипидин бәлгиләнгән 500 филим арисидин таллинидиған 300 филим хәлқниң баһалишиға сунилиду.

84700
түркийә әң йахши 100 филимни таллайду

түркийә авази радийоси хәвири: 1914– йили сүрәткә елинған һөҗҗәтлик филим билән тарихий сәпирини башлиған түркийә киночилиқи, бу йил 100 йашқа киргәнликини тәбрикләйду.
мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлики бу қутлуқ тәвәллутни хәлқ билән бирликтә тәбрикләшни қарар қилди. буниң үчүн академиклар, кәсип әһлилири вә иҗтимаий тәшкилатлар тәрипидин бәлгиләнгән 500 филим арисидин таллинидиған 300 филим хәлқниң беләт ташлишиға сунилиду.
беләт ташлашни халиғанлар http://100yil100film.gov.tr йаки http://www.yuzyilyuzfilm.gov.tr адреслирини зийарәт қилса болиду.
мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири өмәр чәлик йазма байанатида: «арқида қалдурған йүз йилда нурғунлиған мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүргән вә кишини шәрәпкә игә қилидиған филимләрни бизгә совға қилған түркийә киночилиқиниң әң йахши 100 филимини хәлқимизниң беләт ташлиши билән бәлгиләймиз» деди.
өмәр чәлик байанатида, беләт ташлашниң 2014 – йили 1 – сентәбиргичә давамлишидиғанлиқини, баһалаш нәтиҗисиниң мәхсус кечиликтә елан қилинидиғанлиқини әскәртти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر