үркийә, Europalia сәнәт фестивалиниң меһман дөлити

Europalia дунйаниң әң даңлиқ сәнәт фестиваллиридин бири

65111
үркийә, Europalia сәнәт фестивалиниң меһман дөлити

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, Europalia сәнәт фестивалиниң меһман дөлити.
Europalia дунйаниң әң даңлиқ сәнәт фестиваллиридин бири.
түркийә, 2015 - 2016 - йиллири бу фестивалниң меһман дөлити болиду.
мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири өмәр чәлик, түнүгүн хәлқара Europalia сәнәт фестивали һәйитини қобул қилди.
учришишта, 2013 - йили 2 - өктәбир күни бирйусселда имзаланған Europalia нийәт келишим лайиһәсидин кейин, тәрәпләр оттурисида «рамка келишими» имзаланди.
буниңға асасланғанда, түркийә дунйаға даңлиқ бу лайиһәниң, 2015 - 2016 - йиллири меһмини болидикән.
икки йилда бир қетим, өктәбир - йанвар айлири арисида өткүзүлидиған Europalia фестивали, 1969 - йилдин бери үзлүксиз давамлашмақта.
өмәр чәлик учришишта, фестивалниң һәрқайси мәдәнийәтләр вә милләтләрниң өзара биргәвдилишишидә муһим рол ойнаватқанлиқини ейтти.
чәлик, бу лайиһәниң, йавропа - түркийә мунасивәтлириниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшидә түрткилик рол ойнайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини әскәртти.
Europalia баш комиссари лук бертрандму, түрк мәдәнийитиниң наһайити җәзбидарлиқ бир мәдәнийәт икәнликини әскәртти, һәмдә бу мәдәнийәтни тонуштуруш үчүн фестивалниң наһайити йахши пурсәт икәнликини тәкитлиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر