босна һәрсәкниң тарихий кутупханиси ечилди

босна һәрсәкниң тарихий «вийечниса» кутупханиси ечилди

65073
босна һәрсәкниң тарихий кутупханиси ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: босна һәрсәкниң тарихий «вийечниса» кутупханиси ечилди.
босна һәрсәкниң пайтәхти сарайбоснаниң әң мәшһур тарихий йадикарлиқлиридин бири болған вийечниса кутупханиси аридин 22 йил өткәндин кейин қайтидин ечилди.
миллий кутубхана 1992 йили серб йашлар атқан фосфор бомбирилирида вәйран болғаниди.
уда 3 күн давамлашқан от апитидә 155 миң қол йазма, дөләтниң миллий архиплириниму өз ичигә алған 2 милйонға йеқин әсәр көйүп кәткәниди.
«босна һәрсәкниң меңиси» дәп аталған, шәһәрниң символлиридин бири болған тарихий миллий кутупханиниң ечилиш мурасимиға йавропа иттипақи босна һәрсәк али вәкили валентин инзико, босна һәрсәк үч тәрәп пирезидент рийасити кеңишиниң башлиқи бақир иззәтбеговичтин сирт йәнә көп санда мәсуллар иштирак қилди.
бақир иззәтбегович, «бүгүн босна һәрсәк вә сарайбосна үчүн наһайити муһим бир күн, әйни вақитта бу кутупханиға от қойуп бәргәнләр, бүгүн наһайити йахши җавабқа еришти. бүгүнки кутубхана бинамиз уруштин бурунқиға қариғанда техиму йахши» деди.
валентин инзикому, кутупханиниң уда 18 йил давамлашқан ремунт хизмити нәтиҗисидә қайтидин дунйаға көз ачқанлиқини әскәртти.
сарайбосна симфонийә оркестриму бундақ әһмийәтлик күндә сарайбосналиқларни йалғуз ташлап қоймиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر