әнглийә билән хитай оттурисида җасуслуқ вә тор һуҗуми маҗраси йүз бәрди

лондондики хитай баш әлчиси җиң зигуаң хитайниң әнгилийә земинида җасуслуқ вә тор һуҗуми елип барғанлиқи тоғрисидики әйибләшләр сәвәбидин, ташқи ишлар вазаритиға чақиртилди.

2139598
әнглийә билән хитай оттурисида җасуслуқ вә тор һуҗуми маҗраси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ташқи ишлар вазарити байанат елан қилип, хитай баш әлчиси чиң зигуаңниң қанунсиз чәт әл һәрикәтлири қануни бойичә хитайниң әнглийә земинида садир қилған дөләт бихәтәрлик қануниға хилап һәрикәтлири сәвәбидин чақиртилғанлиқини билдүрди.

ташқи ишлар вәзири камеронниң буйруқи бойичә хитай баш әлчиси җиңниң чақиртилғанлиқи әскәртилгән байанатта, «әнглийә хитайниң тор һуҗумлири вә җасуслуққа мунасивәтлик һәр хил доклат тәййарлашни өз ичигә алған әнглийәгә қарши һәрикәтлирини қобул қилмайду» дейилди.

әнглийәдә хитай үчүн җасуслуқ қилған кишиләрниң қолға елинғанлиқидин бешарәт берилгән байанатта йәнә, «әйибләшниң нишани болған чәт әл истихбарат идариси, хоңкоң мәмурий райониниң истихбарат идарисидур» дейилди.

әнглийәдә йеқинқи икки ай ичидә, хитайға четишлиқ дәп қаралған җасуслуқ қилиш җинайәтлири вә тор һуҗумлири йүз бәргән иди.

 2021-йилдин 2023-йилғичә болған арилиқта, кристофер беррий (Berry) вә кристофер кәш (Christopher Cash) исимлик икки киши хитайға җасуслуқ қилиш җинайити билән қолға елинип, сотқа тартилған иди.

кристофер беррий вә кристофер кәшниң хитай истихбарати үчүн мақалә йезиш, учур топлаш, доклат вә һөҗҗәт тәййарлаш билән шуғулланғанлиқи؛ кристофер кәшниң йәнә илгири әнглийә парламентида хитай тәтқиқат гурупписида хизмәт қилғанлиқи ашкариланған иди.

өткән һәптә әнглийә дөләт мудапиә вазаритиниң һәрбий хадимлириниң учури бар система тор һуҗумиға учриған болуп, хаккерлар илгири вә һазир хизмәт қиливатқан һәрбий хадимларниң кимлик, банка вә мааш учурлирини қолға чүшүрүвалған.

әнглийә скай нийус (Sky News) телевизийәси мәзкур һуҗумниң арқисида хитайниң барлиқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر