сираилийә байдинниң сөзлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди

исраилийәниң ашқун оңчил еқимға мәнсуп мәдәнийәт мираслири министири амичай елийаху америка пирезиденти җо байдинниң исраилийәни агаһландуруп ейтқан сөзлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

2137487
сираилийә байдинниң сөзлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң ашқун оңчил еқимға мәнсуп мәдәнийәт мираслири министири амичай елийаху америка пирезиденти җо байдинниң «рәфаһқа кәң көләмлик һуҗум қозғиса, исраилийәгә қорал әвәтишни тохтитидиғанлиқи» тоғрисидики байанатини, иккинчи дунйа урушидин илгири әнглийәниң натсистлар билән түзгән келишимигә охшатти.

елийаху иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, җо байдинниң рәфаһқа қуруқлуқтин кәң көләмлик һуҗум қилип киргән тәқдирдә, исраилийәни қорал билән тәминләшни тохтитидиғанлиқи тоғрисидики сөзлиригә наразилиқ билдүрди.

1938-йили — иккинчи дунйа урушидин илгири — әнглийә билән натсист германийәси оттурисида имзаланған мийунхен шәртнамисини хатирилитип өткән елийаху, җо байдинни натсистлар билән келишим түзгән әйни вақиттики әнглийә баш вәзири невилле чамберлинға охшитип: «байдин бәлким винстон черчилға охшаш болуши мумкин, әмма у чамберлин болушни таллиди, у номуссизлиқни таллиди, нәтиҗидә номуссизлиқ вә уруш уни тапиду» деди.

америка пирезиденти байдин рәфаһқа қуруқлуқтин кәң көләмлик һуҗум қилип киргән тәқдирдә, исраилийәгә қорал әвәтишни тохтитидиғанлиқини елан қилғаниди.

исраилийә армийәси 6-май (2024) байанат елан қилип, өй-маканлиридин мәҗбурий мәһрум қилинған 1 йерим милйон пәләстинлик панаһлиниватқан җәнубтики рәфаһ шәһириниң шәрқий қисмиға җайлашқан бәзи мәһәллиләрниң тарқақлаштурулушини тәләп қилған һәмдә ғәззәниң рәфаһ райониға һуҗум қилип, униң мисир билән чеградаш чегра еғизини қолға киргүзгәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر