америка исраилийәниң рәфаһқа кәң көләмлик һуҗум қозғишини қоллимайдиғанлиқини билдүрди

ақсарай дөләт бихәтәрлик оргини алақә ишлири мәслиһәтчиси җон кирби, вашингтонниң исраилийәниң қуруқлуқтин рәфаһқа кәң көләмлик һуҗум қилишини қоллимайдиғанлиқини оттуриға қойди.

2136784
америка исраилийәниң рәфаһқа кәң көләмлик һуҗум қозғишини қоллимайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җон кирби телефон сөһбәт йиғини ечип, исраилийәниң рәфаһқа қилған һуҗуми вә американиң бу һәқтики мәйдани һәққидә тохталди.

исраилийә армийәсиниң түнүгүн вашингтонға «рәфаһқа қилинған һуҗумниң <чәклик һәрикәт> икәнлики»ни билдүргәнликигә ишарәт қилған кирби, тел авив һөкүмитиниң бу қәдәмни «һамасниң ғәззәгә қорал йөткишиниң алдини елиш үчүн» басқанлиқини илгири сүрди.

кирби мундақ деди: «бизниң рәфаһ һәққидики көз қаришимизда өзгириш йоқ. биз нопуси бундақ зич болған рәфаһқа қуруқлуқтин кәң көләмлик һуҗум қилишни қоллимайдиғанлиқимизни қайта-қайта оттуриға қойуп кәлдуқ» дегән кирби, бу хил бир қуруқлуқ һәрикитиниң райондики бир йерим милйон пуқраниң һайатини еғир шәкилдә хәвпкә иттиридиғанлиқини тәкитлиди.

америка пирезиденти җо байдинниң исраилийә баш министири нетанйаһу билән өткүзгән түнүгүнки телефон сөһбити җәрйанида, рәфаһқа қилинидиған һуҗум пәйда қилидиған киризистин әндишә қилидиғанлиқини «ениқ» ипадилигәнликини әскәрткән кирби, шундақ болушиға қаримай, исраилийәниң рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилиш тәййарлиқини изчил давамлаштуруватқанлиқи тоғрисидики соалларға җаваб бәрмиди.

ғәззәгә йардәм әшйалириниң кириши үчүн, рәфаһ вә кәрәм шалом чегра еғизлириниң очуқ туруши керәкликини ейтқан кирби,  өзлириниң бу мәсилиләрни исраилийәлик сөһбәтдашлириға изчил йәткүзүп келиватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر