һамас: сөһбәт ахирлашти

һамас  мисирниң пайтәхти қаһирәдә исраилийә даирилири билән уда икки күн давамлашқан ғәззәдә уруш тохтитиш вә өзара әсир алмаштуруш сөһбитиниң ахирлашқанлиқини билдүрди.

2135798
һамас: сөһбәт ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: һамас тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди:

«қаһирәдики сөһбәт ахирлашти. һамас вәкилләр өмики һамас рәһбәрлири билән мәслиһәтлишиш үчүн қаһирә шәһиридин айрилиду.»

«һамас вәкилләр өмики келишим тәклипигә қарита җавабини мисир вә қатардики мурәссәчиләргә йәткүзди.»

байанатта, келишим тәклипи йаки һамасниң бу тәклипкә қарита җаваби һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

мисир билән қатарниң мурәссәчиликидә тәййарланған йеңи уруш тохтитиш вә өзара әсир алмаштуруш келишими түнүгүн (5-май) қаһирәдә музакирә қилинишқа башланғаниди.

исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһу хәлқара җәмийәтниң агаһландурушлириға қаримай, ғәззә райониниң җәнубидики кәм дегәндә мәҗбурий көчүрүветилгән тәхминән 1.5 милйон пәләстинлик панаһлиниватқан рәфаһ райониға йәнә бир қетим қуруқлуқ һуҗуми елип баридиғанлиқлирини билдүрмәктә.

һамас болса, имзаланғуси әсир алмаштуруш келишимидә ғәззәдә узун муддәтлик уруш тохтитишқа капаләтлик қилинишини тәләп қилмақта.

игилинишичә, исраилийәниң 7-өктәбир (2023) дин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан һуҗумлирида җенидин айрилған пәләстинликләрниң сани 35 миңға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر