исраилийә сүрийәгә һава һуҗуми елип барди

исраилийәниң сүрийәниң пайтәхти дәмәшқтики мәззә айродуруми әтрапидики һәрбий нуқтиға һава һуҗуми елип барғанлиқи илгири сүрүлди.

2134895
исраилийә сүрийәгә һава һуҗуми елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: сурийә һөкүмитигә йеқин болған аммиви таратқу сәһипилиридә, шу җай вақти саәт 22 дин 50 минут өткәндә исраилийә уруш айропиланлириниң мәззә айродуруми әтрапидики һәрбий нуқтиға һава һуҗуми елип барғанлиқи илгири сүрүлди.

исраилийә вә сүрийә һөкүмәтлири тәрипидин болса бу һәқтә һазирғичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.

игилинишичә, исраилийә сүрийәдә ички уруш башланған 2011 – йилдин буйан сүрийәдики иран қоллаватқан гуруппилар вә сүрийә армийәсигә тәвә һәрбий нуқтиларға пат-пат һуҗум қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر