америкада 101 йашлиқ айалға икки йашлиқ бовақ дәп беләт сетилди

америкада 101 йашлиқ бир айалниң айропилан белити һавайоллири ширкитиниң системисидики чатақ сәвәбидин икки йашлиқ бовақ дәп елинди.

2133216
америкада 101 йашлиқ айалға икки йашлиқ бовақ дәп беләт сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: фамиләсини ашкарилашни халимиған 101 йашлиқ пенсийонир систера патриша (Patricia)  ниң мишиганға аилә зийарити үчүн айропиланда сәпәр қилмақчи болғанда, беләтниң бовақ дәп берилгәнлики вә бу сәвәбтин қийинчилиққа йолуққанлиқи билдүрүлди.

патриша америка һава йоллири ширкитиниң беләт системисида туғулған йил болған 1922 ни «наһайити бурунқи» болғанлиқи үчүн тонумиғанлиқини вә туғулған йилини 2022 дәп тониғанлиқини байан қилди.

у: «бовақ болғанлиқим вә қучаққа елинишим керәк болғанлиқи үчүн, айродурумда чарқлиқ орундуқ тапалмидим. шуңа, айропиландин чүшкәндиму наһайити узунғичә сақлап турушқа мәҗбур болдум» деди.

америка һава йоллири ширкити буниңға мунасивәтлик һечқандақ соалға җаваб бәрмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر