ақсарай мухбирлар җәмийитиниң кәчлик зийапити қаттиқ наразилиққа учриди

җурналистлардин башқа йәнә сийасионлар, атақлиқ шәхисләр вә америка пирезидентиму қатнашқан (һәр йили бир қетим өткүзүлидиған) ақсарай мухбирлар җәмийити кәчлик зийапитигә қарита пәләстинни қоллиғучилар наразилиқ намайиши өткүзди.

2132835
ақсарай мухбирлар җәмийитиниң кәчлик зийапити қаттиқ наразилиққа учриди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар урушқа қарши аммиви тәшкилат <CodePink> ниң тәшкиллиши билән пәләстин байриқини көтүрүшүп, вашингитон һилтон меһманханисиниң алдида бир йәргә җәм болди.

намайишчилар: «ирқий қирғинчи җо байдин!» вә «номус қил!» һәмдә «таратқулар һәр қетим йалған сөзлигәндә, ғәззәдә бир мухбир өлтүриливатиду» дәп шоарларни товлиди.

намайишчилар: «и журналистлар, хизмитиңларни лайиқида қилиңлар вә ирқий қирғинчилиқ һәққидә йезиңлар!», «ғәззәдә иккинчи дунйа урушидинму көп мухбир өлтүрүлди» дәп йезилған лозункиларни ачти.

бир гуруп намайишчи меһманханиниң деризисидин итайин чоң пәләстин байриқини саңгилатти, йәнә бир гуруппа намайишчи болса, ғәззәдә өлтүрүлгән мухбирларни хатириләш үчүн меһманхана алдида һәрикәтсиз йатти.

меһманханиниң удулидики кочида ғәззә вә ғәрбий қирғақта өлтүрүлгән һәр бир журналистниң исми йезилған қанлиқ ахбарат җилиткилири көрситилди.

тәхминән 3000 қатнашқучиға саһибханлиқ қилған зийапәттә америка пирезиденти җо байдинниң нутуқ сөзлиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر