йавропа иттипақи иранға ембарго йүргүзүшни қарар қилди

йавропа иттипақи исраилийәгә қилған һуҗуми сәвәбидин иранға ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

2129307
йавропа иттипақи иранға ембарго йүргүзүшни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи башлиқлар йиғининиң ташқи мунасивәтләр мәсилиси музакирә қилинған оттура шәрқ темисиға мунасивәтлик хитабнамә елан қилинди.

хитабнамәдә, иранниң 13-апрел күни исраилийәгә қилған һуҗуминиң йавропа иттипақи рәһбәрлири тәрипидин бирдәк әйибләнгәнлики вә иранға қаритилған ембарголарниң даирисини  кеңәйтиш қарар қилинғанлиқи билдүрүлди.

хитабнамәдә йәнә, ғәззәдики киризисқа дәрһал уруш тохтитиш, әсирләрни қойуп бериш вә инсанпәрвәрлик йардәмлирини ғәззәгә тосалғусиз йәткүзүп бериш арқилиқ хатимә берилиши керәклики әскәртилди, йавропа иттипақиниң киризисни икки дөләтлик һәл қилиш чарәси арқилиқ һәл қилиш пиринсипида чиң туридиғанлиқи тәкитләнди.

ливанниң вәзийитиму тилға елинған хитабнамәдә, йавропа иттипақиниң бу дөләтни күчлүк қоллайдиғанлиқи қайта тәкитләнди. шундақла йавропа иттипақи рәһбәрлириниң сүрийәлик мусапирларниң өз дөлитигә бихәтәр, өз ихтийарлиқи билән вә иззәт-һөрмити қоғдалған һалда қайтишиға капаләтлик қилиш пиланини қоллайдиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر