голландийә: түркийә билән болған йахши мунасивәтләр интайин муһим

голландийә вақитлиқ һөкүмитиниң баш министири марк рутте түркийә билән болған йахши мунасивәтләрниң һәм голландийә һәм йавропа иттипақи үчүн интайин муһим икәнликини ейтти.

2129223
голландийә: түркийә билән болған йахши мунасивәтләр интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә вақитлиқ һөкүмитиниң баш министири марк рутте аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«түркийә районда тәсири күчлүк дөләт, җуғрапийәлик әвзәллики сайисида муһим сийасий күч, шундақла шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң иттипақдиши, терроризмға қарши күрәш, муһит асраш, енергийә, иқтисад вә көчмәнлик қатарлиқ көплигән охшимиған саһәләрдә муһим һәмраһ дөләт һесаблиниду.»

рутте йавропа иттипақи башлиқлар йиғинида, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлирини күчәйтиш тоғрисида музакириләр елип берилғанлиқини әскәртип мундақ деди:

«түркийә билән болған йахши мунасивәтләр һәм голландийә һәм йавропа иттипақи үчүн интайин муһим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر