һава йоллири ширкәтлири айропилан сәпәрлирини тохтатти

хәлқара һава йоллири ширкәтлири бихәтәрлик қайғулири сәвәбидин исираилийәгә айропилан сәпәрлирини тохтитишқа йаки кечиктүрүшкә башлиди.

2128839
һава йоллири ширкәтлири айропилан сәпәрлирини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: иран-исираилийә җиддийчилики хәлқара һава йоллири ширкәтлирини районға айропилан сәпәрлирини қайтидин пиланлашқа мәҗбурлиди.

әнглийәниң «Wizz Air» һава йоли ширкити иранниң 13-апрел исираилийәгә қилған һава һуҗуми сәвәбидин 14-15-апрел күнлиридики айропилан сәпәрлирини әмәлдин қалдурған иди.

әнглийәниң «easyJet» һава йоллири ширкитиму иран-исираилийә җиддийчилики сәвәбидин тел авивға айропилан сәпәрлирини 27-өктәбиргичә әмәлдин қалдурди.

германийәниң «KLM» һава йоллири ширкити исираилийәгә 21-апрелғичә айропилан қатнимайдиғанлиқини, униңдин кейинки күнләрдә айропилан сәпәрлириниң исираилийә вә иран һава тәвәликидин болмайдиғанлиқини елан қилди.

германийәниң луфханса һава йоллири ширкити (Lufthansa Group) әмәлдин қалдурған тел авив сәпәрлирини 16-апрел (2024) дин башлап әслигә кәлтүрди. айропиланларниң иран һава тәвәликидин өтмәйдиғанлиқини елан қилди.

һиндистан һава йоллири ширкити (Air India) му тел авив сәпәрлирини вақитлиқ әмәлдин қалдурғанлиқини елан қилди.

американиң «United Airlines» һава йоллири ширкити 1-майғичә тел авив сәпәрлириниң әмәлдин қалдурулғанлиқини вә у вақитқичә белити болған йолучиларниң беләт пулиниң толуқ қайтуруп берилидиғанлиқини елан қилди.

канада һава йоллири ширкити (Air Canada) 20-апрел (2024) дики тел авив айропилан сәпириниң әмәлдин қалдурулғанлиқини вә район вәзийитини йеқиндин көзитип, айропилан сәпәрлири вақтиниң қайтидин пиланлинидиғанлиқини уқтурди.

австиралийәниң «Qantas» һава йоллири ширкити айропиланларниң иран һава тәвәликидин өтмәйдиғанлиқини вә буниң үчүн йеңи линйәниң ечилидиғанлиқини билдүрди. «Virgin Atlantic» һава йоллири ширкити болса, айропиланларниң иран, ирақ вә исираилийә һава тәвәликидин өтмәйдиғанлиқини, вәзийәтни йеқиндин көзитишни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

филиппинниң тел авивдики әлчиханиси исираилийәгә мәҗбурий қалмиған әһвал астида узун муддәт сайаһәткә кәлмәсликни йаки вәзийәт муқимлашқичә кәлмәсликни агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر