иран исраилийәгә учқучисиз айропиланлар билән һуҗум қилди

иран дөләт телевизийәсиниң хәвиригә асасланғанда, инқилабни муһапизәт қилиш армийәси һуҗум һәққидә байанат елан қилған.

2127352
иран исраилийәгә учқучисиз айропиланлар билән һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта, исраилийәниң (1-апрелда) иранниң дәмәшиқтики консулханисиға қилған һуҗумиға җавабән, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 51 - маддисииға бинаән өзини қоғдаш һоқуқи даирисидә, иранниң исраилийәниң ишғалийити астидики районларда турушлуқ һәрбий нишанлириға һуҗум башлиғанлиқи билдүрүлди.  

байанатта: «иран өзиниң һәқ - һоқуқини капаләткә игә қилиш вә таҗавузчиларни җазалаш мәқситидә зионист террорлуқ қисимлириниң ишғалйити астидики районларда турушлуқ муһим һәрбий нишанлириға һуҗум қилип, истратегийәлик истихбарат иқтидариға, башқурулидиған бомба вә учқучисиз айропиланлириға мувәппәқийәтлик зәрбә берип битчит қилди» дейилди.

байанатта американиң исраилийәгә қилған йардәмлиригә қаратқан һалда: «террорист америка һөкүмити иранниң мәнпәәтигә зийан йәткүзидиған һәр қандақ қоллаш вә қатнишишниң иран қораллиқ күчлириниң қәтий вә пушайман қилидүрғуч җаваби билән нәтиҗилинидиғанлиқи һәққидә агаһландурулди. исраилийәниң һәрикәтлиригә америка җавабкардур вә әгәр исраилийә тосуп қилинмайдикән, һәм тел авив, һәм вашингтон һәр иккиси буниң ақивитини үстигә елишқа мәҗбурт болиду» дейилди.

иран инқилабни муһапизәт қилиш армийәси америка йаки исраилийәгә вакалитән һәр қандақ дөләттин келидиған тәһдит мәнбәлиригиму җаваб қайтуридиғанлиқини вә һәр қандақ таҗавузчилиқ һәрикәтлири вә қанунсиз қорал ишлитишләргә қарши иранниң қанунлуқ мәнпәәтини қоғдайдиғанлиқини билдүрди.

иран рәсмий хәвәр агентлиқи <IRNA> инқилабни муһапизәт қилиш армийәсиниң исраилийәгә баллистик башқурулидиған бомба һуҗуми қилғанлиқини илгири сүрди.

исраилийә әмәлдарлири болса, иранниң исраилийәгә баллистик башқурулидиған бомба атқанлиқиға даир һечқандақ аламәт көрүлмигәнликини билдүрди.

исраилийә армийәси җәнубитики бир һәрбий базиға азрақ зийан йәткәнликини вә адәм өлүш вәқәси көрүлмигәнликини билдүрүп, «ирандин 200 дин артуқ учқучисиз айропилан, чарлиғучи башқурулидиған бомба (исраилийәгә) қойуп берилди. тәһдитләрниң көпинчиси исраилийә һава саһәси сиртида тосувелинди» деди.

исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһуниң рийасәтчиликидә тел авивда бир йәргә җәм болған уруш кабинети иран башлиған учқучисиз айропилан һуҗумини музакирә қилди.

исраилийә бихәтәрлик кабинетиниң иранниң һуҗумиға җаваб қайтуруш үчүн уруш кабинетиға һоқуқ бәргәнлики вә бу һоқуқ билән иранға қайтурулидиған җавабқа мунасивәтлик қарар чиқириш җәрйаниниң техиму тез вә асан болидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر