ли чйаң билән җәнет йелин бир-биригә зит нуқтиларни тәкитлиди

хитай баш министири ли чйаң америка малийә министири җәнет йелинға, икки дөләт оттурисидики иқтисадий вә сода мәсилилирини, сийасәт билән хәвпсизлик темиси қилиш керәкликини билдүрди.

2125980
ли чйаң билән җәнет йелин бир-биригә зит нуқтиларни тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай баш министири ли чйаң америка малийә министири йелин билән бейҗиңда көрүшти. у йелинниң күнтәртипидики муһим маддилар болған хитай токлуқ аптомобиллири вә қайта һасил болидиған енергийә үскүнилири қатарлиқ бир қисим йеңидин гүллиниватқан саһәләрдә ишләпчиқириш иқтидариниң ешип кетиш әндишәси үстидә тохталди.

у иқтисад вә сода мәсилилириниң сийасийлаштурулмаслиқи керәклики үстидә тохтилип мундақ деди:

«биз американиң ишләпчиқириш иқтидари мәсилисигә базарни асас қилған һалда дунйави нуқтидин обйектип вә диалектикилиқ қаришини үмид қилимиз» деди.

ли фамилилик америка билән хитай оттурисидики иқтисадий вә сода һәмкарлиқини күчәйтишниң йәр шари иқтисадиниң ешишида интайин муһимлиқини, һәр қайси тәрәпләрниң муқим, сийлиқ вә үнүмлүк һәмкарлиқ үчүн ихтилапларни һәл қилиш йоллирини тепиши керәкликини оттуриға қойуп: «икки дөләтниң бир-биригә дүшмән әмәс, шерик болушини үмид қилимиз» деди.

америка малийә министири йелин 4-апрел башлиған хитай зийаритидики учришишлирида, хитайда токлуқ аптомобил вә қайта һасил болидиған енергийә үскүнилири қатарлиқ йеңи саһәләргә дөләтниң қоллиши астида селинған мәбләғләр нәтиҗисидә ишләпчиқириш иқтидариниң ешип кетишиниң, йәр шаридики тәңпуңсизлиқни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини билдүрди.

у: «бу саһәләрдики дөләтниң биваситә вә васитилик қоллиши хитайниң дөләт ичидики еһтийаҗидин ешип кетиду вә дунйа базири бир тәрәп қилалмайдиған ишләпчиқириш иқтидарини йаритип, әрзан експорт арқилиқ баһани төвәнлитип, адаләтсиз риқабәтни кәлтүрүп чиқириду. бундақ болғанда, америка ширкәтлири вә ишчи-хизмәтчилирила әмәс, бәлки бу саһәдики ишләпчиқириш иқтидарини йуқири көтүрмәкчи болған һиндистан вә мексика қатарлиқ дөләтләргиму пассип тәсир көрситиду» деди.

у бу саһәдики тәминләш зәнҗирлириниң район вә дөләт қатлимидики мәркәзлишишиниң, дунйа иқтисадиниң бәрдашлиқ бериш күчиниму аҗизлитидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر