исраилийәдә йүз миңдин артуқ киши нетанйаһу һөкүмитигә қарши намайиш өткүзди

исраилийәдә баш министир бенйамин нетанйаһу һөкүмитигә қарши чиқиш үчүн шундақла ғәззәдики исраилийәлик әсирләрниң  аилә-тавабиатлирини қоллаш үчүн елип берилған кәң көләмлик намайишқа йүз миңдин артуқ киши қатнашти.

2123115
исраилийәдә йүз миңдин артуқ киши нетанйаһу һөкүмитигә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар ғәрбий қуддуста йуқири сүрәтлик ташйолниң қатнишини тосуп қойди. от йеқип, сақчилар билән тоқунушти.

намайишлар шәнбә күнидикигә селиштурғанда йәкшәнбә күни кәчтә техиму күчәйгән һалда давамлашти.

исраилийә парламенти җайлашқан ғәрбий қуддус  намайишларниң мәркизигә айланди. ғәззәдики исраилийәлик әсирләрниң  аилә-тавабиатлирини қоллиғучилар билән нетанйаһу һөкүмитиниң истипа беришини тәләп қилған 100 миңдин артуқ киши парламент әтрапидики йол вә мәйданларни толдурди.

нитанийаһуға қарши гуруппилар баш министирға хитабән, «сән башта сән, шуңа сән җинайәтчи!», «(әсирләрни алмаштуруш) келишими дәрһал, һазирла түзүлсун!», «дәрһал сайлам өткүзүлсүн!» дәп шоарларни товлап һөкүмәтниң истипа беришни тәләп қилди.

бәзи гуруппилар шәһәрниң асаслиқ қатнаш линйәлиридин бири болған йеқин әтраптики бегин ташйолиға қарап йүрүш қилди вә қатнашни тосуп йолға гулхан йақти.

исраилийә сақчилири намайишчиларға атлиқ қисимларни ишлитип вә (иҗтимаий вәқәләргә арилишиш аптомобили) билән йуқири бесимлиқ сесиқ су  пүркүп арилашти.

нәччә миңлиған киши ғәрбий қуддустин башқа йәнә, пайтәхт тел авивдә, нетанйаһуниң шәхсий туралғуси җайлашқан қәйсәрийә  вә шималдики кфар саба қатарлиқ онлиған җайда намайиш өткүзди.

нетанйаһу кочиларда намайишлар давам қиливатқан пәйттә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, муддәттин бурун сайлам өткүзүш тәлипиниң исраилийәни 8 ай «паләч» һалға чүшүрүп қойидиғанлиқини вә  бу әһвалдин һамасниң әң хошал болидиғанлиқини илгири сүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر