русийә сабиқ шаһмат чемпийони гаррий каспаровни террорчилар тизимликигә киргүзди

русийә сабиқ шаһмат чемпийони гаррий каспаровни террорчилар вә ашқунлар тизимликигә киргүзди.

2112161
русийә сабиқ шаһмат чемпийони гаррий каспаровни террорчилар тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси пул-муамилә ишлирини назарәт қилиш оргининиң тор бекитидики террорчилар вә ашқунлар тизимликигә каспаровниң исмиму қошулди.

дадиси йәһудий, аниси әрменийәлик болған русийә пуқраси каспаров, 1985-2000-йиллири арисида шаһматта дунйа чемпийони болди. 2005-йили шаһмат һайатини ахирлаштурған каспаров, русийә пирезиденти виладимир путинға қарши сийасий өктичиләр һәрикитигә қатнашти.

бир мәзгилдин кейин чәт әлдә йашашқа башлиған каспаров, 2014-йили киродийә пуқралиқиға өтти.

2022-йили русийә-украина урушиниң башлиниши билән пирезидент путинни әйибләшкә башлиған каспаров, алақидар тәрәпләрни: «русийәгә қарши украинани һәрбий җәһәттин қоллап, русийә иқтисадини йимирип ташлаш»қа чақирғаниди.

у 2022-йили 20-май русийәдики «чәт әл җасуси» тизимликигә киргүзүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر