русийә американи шималий йавропаға йадро қорали орунлаштуруш мәсилиси тоғрисида агаһландурди

русийә америка йадро қораллири шималий йавропаға орунлаштурулған тәқдирдә, униң русийә-шималий атлантик әһди тәшкилати — нато оттурисидики йүз бәргүси тоқунушта зәрбә обйекти болидиғанлиқини җакарлиди.

2112016
русийә американи шималий йавропаға йадро қорали орунлаштуруш мәсилиси тоғрисида агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова сочида өткүзүлгән дунйа йашлар байрими даирисидики һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, финландийә пирезиденти александр стуббниң «дөлитиниң йадро қудритигә игә болушиниң наһайити муһим» икәнлики тоғрисидики сөзигә баһа бәрди.

америка йадро қораллири шималий йавропаға орунлаштурулған тәқдирдә, бу қоралларниң уни тапшурувалған дөләтләрниң бихәтәрликини күчәйтмәйдиғанлиқини оттуриға қойған марийа захарова: «әгәр америка йадро қораллири шималий йавропада пәйда болса, у қораллар орунлаштурулған дөләтләрниң бихәтәрлики аҗизлапла қалмайду, бәлки, ениқла зийанға учрайду» деди.

у бу қораллар елип келидиған ақивәтниң наһайити ениқ вә чүшинишлик икәнликини тилға елип: «бу хил нәрсиләр биваситә тәһдит шәкилләндүриду вә наһайити тәбиий һалда, униң дөлитимиз билән нато оттурисидики биваситә һәрбий тоқунуш сенарийәсидә оттуриға қойулған қанунлуқ зәрбә бериш обйекитлири тизимликигә киришиму муқәррәр. америка вә униң сүний һәмраһлири (әтрапидики дөләтләр) күчлүк арзу қилидиған нәрсиниңму дәл мушу икәнликини чүшинимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر