норвегийәдә бир тик учар деңизға чүшүп кәтти

норвегийәдә бир тик учар деңизға чүшүп кетип, бир киши қаза қилди вә  бәш киши йариланди.

2109134
норвегийәдә бир тик учар деңизға чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийәниң ғәрбидики норвегийә бристов ширкитигә тәвә «Sikorsky S-92» типлиқ тик учар айропилан издәш вә қутқузуш мәшиқи җәрйанида деңизға чүшүп кәтти.

сақчиларниң байанатида алта нәпәр айропилан хадиминиң тик учар билән биликтә қутқузувелинғанлиқи вә дохтурханиға йәткүзүлгәнлики билдүрүлди.

байанатта, йариланғанлардин бирсиниң дохтурханида қаза қилғанлиқи, башқа йариланғанларни давалаш давамлишиватқанлиқи уқтурулди.

вәқәдин кейин райондики нефит вә тәбиий газ суписиға кириш вақтинчә тохтитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر