америка әзәрбәйҗан-әрмәнийә тинчлиқ сөһбәтлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди

америка әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида давамлишиватқан тинчлиқ мусаписини қоллайдиғанлиқини вә келишим һасил қилинидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

2106022
америка әзәрбәйҗан-әрмәнийә тинчлиқ сөһбәтлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, вашингтонниң әзәрбәйҗан билән әрминийә оттурисидики тинчлиқ сөһбитигә тутқан позитсийәси һәққидә тохтилип: «америка болуш сүпитимиз билән, икки дөләт оттурисида келишим һасил қилинишини қоллаймиз вә буниңға йардәм қилишни давамлаштуримиз» деди.

у баку билән әриван оттурисидики тинчлиқ келишиминиң «һасил болушқа йеқин» нуқтида икәнликини қәйт қилди.

америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң өткән һәптә өткүзүлгән мйунхен бихәтәрлик йиғини даирисидә, әзәрбәйҗан вә әрменийә рәһбәрлири билән көрүшүп, американиң нөвәттики сөһбәт мусаписини қоллайдиғанлиқини билдүргәнликини әскәрткән миллер, икки дөләтниң нәтиҗисиз қалған бир қисим мәсилиләрни һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر