канада қорал ембаргосини әмәлдин қалдурди

канада 2020-йилдин буйан түркийәгә мудапиә санаити мәһсулатлири сетишни чәкләш ембаргосини әмәлдин қалдурди.

2095131
канада қорал ембаргосини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: канада һөкүмити қорал-йарағ експорт қилидиған ширкәтләргә қаритип елан қилған байанатида, 2020-йили 16-апрел түркийәгә бәзи мудапиә санаити мәһсулатлирини експорт қилиш үчүн сунулған илтимасларни рәт қилишниң башланғанлиқини хатириләткән һалда: «бу сийасәт әмәлдин қалдурулди» деди.

байанатта, түркийәгә експорт қилинидиған оқ-дора вә қорал-йарағ тизимликлири, шундақла ширкәтләрниң рухсәт илтимаслириниң, канаданиң хәтәрни баһалаш бәлгилимиси  бойичә тәкшүрүлидиғанлиқи әскәртилди.

канада һөкүмити әзәрбәйҗанниң 2020-йили 27-сентәбир әрменийә ишғалийити астидики земинларни азад қилиш үчүн башлиған вә 44 күн давамлашқан иккинчи тағлиқ қарабағ урушида, әзәрбәйҗанни қоллиғанлиқи сәвәбидин түркийәгә қарши қорал ембаргоси йүргүзгән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر