америка билән исраилийә «зор һәҗимлик» қорал-йарағ келишими имзалиғанлиқи илгири сүрүлди

америка қошма иштатлири билән исраилийәниң тел авивни көп миқдарда «F-35» вә «F-15» сүний әқил айропилани вә «апач» типлиқ уруш тик учарлири билән тәминләшни өз ичигә алған зор һәҗимлик қорал-йарағ келишими имзалиғанлиқи илгири сүрүлди.

2093748
америка билән исраилийә «зор һәҗимлик» қорал-йарағ келишими имзалиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәдә тарқитиш беридиған «12-қанал» телевизийәси, вашингтон билән тел авив оттурисидики мәзкур келишимни түзүш сөһбитигә қатнашқан америка мудапиә министирлиқи әмәлдарлириниң: «ғәззәдә уруш давамлишиватқан бир пәйттә, америка билән исраилийә оттурисида наһайити зор һәҗимлик қорал-йарағ келишими имзаланди. кәлгүси бир нәччә күн ичидә исраилийә армийәси йеңи үч парахот вә миңларчә «оқ-дора билән тәминлинилиду» дегән сөзлирини көрүрмәнлири билән ортақлашти.

исмини ашкарилашни халимиған мәзкур әмәлдарларниң сөзлиригә қариғанда, бу келишим исраилийә армийәсини көп миқдарда «F-35» вә «F-15» сүний әқил айропилани вә «апач» типлиқ тик учарлири билән тәминләшниму өз ичигә алидикән.

хәвәрдә көрситилишичә, мәзкур әмәлдарлар ғәззәдә вә исраилийәниң шималида ливан һизбуллаһи билән тоқунуш давамлишиватқан бир пәйттә имзаланған келишимниң «пәвқуладдә чоң» икәнликини қәйт қилған.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлири билән ғәззәгә қарши «төмүр қилич һәрикити» башлиғанлиқини елан қилғаниди.

икки тәрәп оттурисидики кәскинлишип кәткән тоқунушларда, көпинчиси балилар вә айаллар болуп, 26 миңға йеқин пәләстинлик қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر