америка түркийәниң F-16 филотини заманивилаштурушни халайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди

америка қошма иштатлири түркийәниң F16 күрәшчи айропилан филотини заманивилаштурушни қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.

2093292
америка түркийәниң F-16 филотини заманивилаштурушни халайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи муавин байанатчиси ведант пател күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мухбирларниң соаллириға җаваб берип: «пирезидент җо байдин билән министир антоний блинкен, бизниң <түркийәниң F-16 филотини заманивилаштурушни қоллайдиғанлиқимиз>ни ениқ ипадилиди. биз буни шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң өзара һәмкарлиқиға селинған муһим мәбләғ, дәп қараймиз. шуниң билән бирликтә, биз қорал сетишни тәкшүрүштә америка дөләт мәҗлисиниң ролиниң муһим икәнликиниму билимиз» деди.

пател түркийәниң «натониң муһим иттипақдиши» икәнликини тилға елип: «биз шуниңға ишинимизки, түркийәму натони муһим дәп қарайду. (түркийә) бу районда иттипақ үчүнла әмәс, бәлки униң сиртидиму аҗайип муһим бихәтәрлик һәмраһиға айланди» дегәнләрни қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин, җо байдин америка дөләт мәҗлисигә мәктуп йоллап, шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик мусапә ахрилиша - ахирлашмайла , түркийәгә F-16 күрәшчи айропиланлирини сетип бериш тоғрисида рәсмий уқтуруш әвәтидиғанлиқини билдүрди.

исминиң ашкариланмаслиқини тәләп қилған бир америкалиқ әмәлдар: «пирезидент байдин кеңәш палатаси вә авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәислири вә әзалириға мәктуп йоллап, түркийә парламентиниң шиветсийәниң натоға кириш келишимини тәстиқлиғанлиқидин сөйүнгәнлики вә бу җәрйан тамамлинар-тамамланмайла, түркийәгә F-16 типлиқ айропиланларниң сетип берилиши тоғрисида дөләт мәҗлисигә рәсмий уқтуруш қилишни ойлишиватқанлиқини билдүрди» деди.

америкалиқ мәзкур әмәлдар йәнә: «пирезидент дөләт мәҗлисини F-16 типлиқ айропиланларни сетип бериш мәсилисини кечиктүрмәсликкә илһамландурди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر