америка һөкүмити: түркийәгә  F-16 типлиқ айропиланларни сетиш америкаға пайдилиқ

америка һөкүмити түркийәгә  F-16 типлиқ айропиланларниң сетилишиниң һәм американиң, һәм түркийә вә шималий атлантик әһди тәшкилати-натодики башқа иттипақдашлириниң дөләт бихәтәрлик мәнпәәтигә уйғун икәнликини билдүрди.

2092700
америка һөкүмити: түркийәгә  F-16 типлиқ айропиланларни сетиш америкаға пайдилиқ

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңиши мәсули F-16 типлиқ айропиланларниң түркийәгә сетилиши һәққидә тохталди.

ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңиши мәсули америка пирезиденти җо байдинниң баштин-ахир түркийәниң F-16 айропилан әтритиниң заманивилаштурулишни қоллиғанлиқини тәкитлиди.

ақсарай мәсули: «бу (F-16 сетиш) шималий атлантик әһди тәшкилатиниң өзара маслишишчанлиқини ашуриду вә американиң дөләт мәнпәәтигә пайдилиқ. чәт әлләргә қорал-йарағ сетишта палатаниң муһим роли бар, бу мәсилә үстидә биз палата билән бирликтә хизмәт қилмақтимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر