хитайда кәм дегәндә 47 киши вә 18 өйни тупрақ йутти

хитайниң йүннән өлкисидә йүз бәргән тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәсидә кәм дегәндә 47 киши  вә 18 өйниң тупрақ астида қалғанлиқи билдүрүлди.

2091617
хитайда кәм дегәндә 47 киши вә 18 өйни тупрақ йутти

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң ғәрбий җәнубидики йүннән өлкисидә шу йәрниң вақти әтигән саәт 05:51 дә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәси йүз бәрди.

җавтоң ​​шәһиригә қарашлиқ җеншйоң районида йүз бәргән тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәсидә 18 өй билән бирликтә кәм дегәндә 47 хитай тупрақ астида қалди.

вәқә йүз бәргәндин кейин, районда аран бир киши қутқузувелинди, 500 дин артуқ киши тарқақлаштурулди.

хитай дөләт рәиси ши җинпиң издәш вә қутқузуш хизмәтлириниң пүтүн сүрити билән давамлишишини тәләп қилди.

термометир нөлдин төвәнгә чүшүп қалған районда, қутқузуш хизмәтлириниң давам қиливатқанлиқи билдүрүлди, әмма өлгәнләрниң сани тоғрисида техичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.

хитайниң тағлиқ районлирида тағ гүмүрүлүп чүшүш вә кәлкүн қатарлиқ апәтләр көп йүз берип туриду.

2013 - йилиму җеншйоңда йүз бәргән тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәсидә 18 хитай өлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر