фирансийәдә бамдат намизи җәрйанида җамәгә от қойуп беришкә урунуш вәқәси йүз бәрди

фирансийәниң финстере вилайитигә қарашлиқ сайнт мартин-дес-чампс йезисида бамдат намизи вақтида җамәгә от қойуп беришкә урунуш вәқәси йүз бәрди.

2088368
фирансийәдә бамдат намизи җәрйанида җамәгә от қойуп беришкә урунуш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ислам кеңиши (CFCM) ниң байанатида, 13-декабир (2023) бамдат намизи җәрйанида сайнт мартин дес-чампста йүз бәргән җамәгә от қойуп беришкә урунуш җинайити әйибләнди.

фирансийә ислам кеңиши (CFCM) җамә җамаитини вә башқуруш һәйитини қоллап - қуввәтләйдиғанлиқини тәкитләп, фирансийәдики барлиқ җамәләрни диққәт қилишқа чақирди.

фирансийә ички ишлар министири гералд дарманинму екс (X( адресида елан қилған байанатида, вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини вә финстердики мусулманларни қоллап - қуввәтләйдиғанлиқини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر