америка кеңәш палатасиниң рухситисизла исраилийәгә қорал сетип беришни қарар қилди

пирезидент җо байдин һөкүмити «җидди әһвал»лиқини илгири сүрүп, кеңәш палатаси әзалириниң рухситисизла иккинчи қетим исраилийәгә қорал сетишни қарар қилди.

2082377
америка кеңәш палатасиниң рухситисизла исраилийәгә қорал сетип беришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә байанат елан қилип, исраилийәгә 147 милйон доллар қиммитидә танка вә зәмбирәк оқи сетилидиғанлиқини уқтурди.

америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң кеңәш палатасиға «дөләт бихәтәрликини көздә тутуп, исраилийә һөкүмитигә һәрбий лазимәтликләрниң дәрһал стип берилишини тәқәзза қилидиған җиддий һаләт»ниң мәвҗутлуқи тоғрисида тәпсилий доклат сунғанлиқи қәйт қилинди.

министир антоний блинкен 9- декабир исраилийәгә қиммити 106 милйон доллардин ашидиған танка оқи сетип бериш қарарини кеңәш палатасиниң мақуллуқини алмастинла тәстиқлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر