беларусийә пирезиденти лукашенко русийәдә зийарәттә болмақта

беларусийә пирезиденти александир лукашенко йадро қораллирини русийәдин беларусийәгә йөткәш хизмәтлириниң тамамланғанлиқини билдүрди.

2081447
беларусийә пирезиденти лукашенко русийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: лукашенко русийәниң сант петирборг шәһиридә беларусийәгә тошулған русийә йадро қораллири тоғрисида байанат елан қилди.

у дөлитигә йадро қораллирини тошуш мусаписиниң тамамланғанлиқини байан қилип: «тошуш аллиқачан сентәбир йаки өктәбирдә тамамланди. әң ахирқи тошуш өктәбирниң бешида ишқа ашурулди. һәммә ишлар җайида, йахши әһвалда» деди.

русийә пирезиденти владимир путин мартта беларусийәгә тактикилиқ йадро қораллирини орунлаштуридиғанлиқлирини елан қилған؛ бурун беларусийәгә тапшурулған «искәндәр» намлиқ йуқири сәзгүрлүккә игә башқурулидиған бомба системилириға бу қоралларниң сәплинидиғанлиқини ейтқаниди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән беларусийә дөләт мудапиә министири вектор хренен майда «русийәниң истратегийәлик болмиған йадро қораллирини беларусийәдики искилатларда сақлаш» тоғрисида келишим имзалиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر