ийорданийә армийәси ғәззәгә парашот билән йардәм буйумлири ташлиғанлиқини елан қилди

ийорданийә армийәси ғәззә районидики черкавда қапселип қалғанлар үчүн парашот билән йардәм буйумлири ташлиғанлиқини елан қилди.

2080436
ийорданийә армийәси ғәззәгә парашот билән йардәм буйумлири ташлиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә армийәси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, падишаһ иккинчи абдуллаһниң йолйоруқиға бинаән ғәззә райониниң әз зәйтун мәһәллисидики сайнт порфириус черкавиға қапселип қалғанларға рождества байримидин илгири йардәм буйумлириниң һавадин йәткүзүп берилгәнлики уқтурулди.

байанатта, дунйадики әң қәдимкий черкавлардин бири болған сайнт порфириус черкавиға қапселип қалған тәхминән 800 гә йеқин ғәззәлик хиристийанниң қийин қиш шараитида йемәклик вә күндилик турмуш еһтийаҗидин мәһрум һалда йашашқа тиришиватқанлиқи, шуңа ийорданийә һава армийәсигә тәвә айропиланларниң исраилийә қисимлириниң қоршави астидики черкавға инсанпәрвәрлик йардәмлири вә йемәклик бойумлири қачиланған сандуқларни парашот билән ташлап бәргәнлики билдүрүлди.

ийорданийә армийәси 7 - өктәбирдин буйан ғәззәгә йәттә қетим айрим -йардәм һәрикәт елип берип, йардәм буйумлирини йәткүзди. алдинқи алтә қетимлиқ йардәм һәрикитини райондики дала дохтурханилириға қарита елип барған иди.

ғәззә шәһириниң җәнубидики зәйтун мәһәллисигә җайлашқан вә 4 - әсирдә селинған сант порфириус гиретсийә -правуславийә черкави дунйа бойичә үчинчи әң қәдимий черкав»  дәп билиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر