түркийә сомалиға қаритилған қорал ембаргосиниң бикар қилинишини хошаллиқ  билән қарши алди

түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 1992-йилдин буйан сомалиға йүргүзгән қорал ембаргосини бикар қилиш қарарини хошаллиқ  билән қарши алди.

2071824
түркийә сомалиға қаритилған қорал ембаргосиниң бикар қилинишини хошаллиқ  билән қарши алди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи б д т хәвпсизлик кеңишиниң сомалиға қаратқан қорал ембаргосини бикар қилиш қарариға қарита йазма байанат елан қилди.

байанатта, б д т хәвпсизлик кеңишиниң түнүгүн өткүзүлгән йиғинида 1992-йилдин буйан сомалиға қаритилған қорал ембаргосини бикар қилиш қарарини мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқи билдүрүлди.  

байанатта: «бу тарихий әһмийәткә игә қарарниң сомалида тинчлиқ, параванлиқ вә кәлгүсигә болған күчлүк үмитни йашнитидиған бир дәврниң башлиниши болушини үмит қилимиз. түркийә һәр даимқиға охшашла сомали хәлқиниң йенида болушни вә бу йеңи дәврдә сомалини қоллап - қуввәтләшни давамлаштуриду» дейлди.

түнүгүн 15 әзаси болған б д т хәвпсизлик кеңишида сомалиға қаритилған қорал ембаргосини бикар қилиш қарар лайиһисигә беләт ташланған вә бу қанун лайиһиси бирдәк қоллаш билән қобул қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر