захарова: әрменийә қилмишлириниң мәсулийитини башқиларға дөңгәшкә урунмақта

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова әрменийәниң коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатидин айрилиш мумкинчилики тоғрисидики байанатлири тоғрисида тохталди.

2068072
захарова: әрменийә қилмишлириниң мәсулийитини башқиларға дөңгәшкә урунмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова, әриван һөкүмитиниң әрменийәниң коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатидин айрилиш мумкинчилики тоғрисидики сөзлириниң мәқситиниң хаталиқлириниң мәсулийитини башқиларға йүкләшкә урунуш икәнликини оттуриға қойди.

захарова: «русийә тәләплиригә җаваб қайтурмиғачқа, әрменийәниң башқа таллашларни издәшкә мәҗбур болуп қалғанлиқи тоғрисидики сөзләр, мениңчә, мәсулийитидин қечиш вә өзиниң хаталиқлириниң җинайитини башқиларға артип қойушқа урунуштин башқа нәрсә әмәс... мән әриван һөкүмитиниң әрменийәниң ташқи сийасәт линийәсини көп хиллаштуруш һәққидики байанлирини линийәсини бураштин башқа нәрсә билән чүшәндүрәлмәймән. биз бу мәсилә тоғрисидики байанатларни аңлаш биләнла қалмай, ишларниң әмәлийәттә қандақ шәкиллинидиғанлиқини көрүшни халаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

захарованиң қаришичә, әрменийә әмәлдарлири бу хил байанатлири арқилиқ «һәқиқий муддиасини йошурушқа» урунуватқан болуп, уларниң мәқсити дөләтниң ташқи сийаситини түптин өзгәртиш икән.

захарова йәнә, әриванниң бу сийасәтни ғәрбниң йетәкчиликидә таллиғанлиқини илгири сүрди.

әрменийә баш министири никол пашинйан 23-нойабир минсикта өткүзүлидиған коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини елан қилған вә таратқуларға бәргән байанатида, қарабағ вәқәсиниң әриванни бихәтәрлик саһәсидики мунасивәтлирини көп хиллаштурушқа мәҗбурлиғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر