американиң бир йадро су асти парахоти оттура шәрққә йетип барди

америка деңиз армийәси бир йадро су асти парахотиниң оттура шәрққә йетип барғанлиқини билдүрди.

2060775
американиң бир йадро су асти парахоти оттура шәрққә йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) екс (X) та учур һәмбәһрләп: «5-нойабир (2023) охайо типидики бир йадро су асти парахоти америка мәркизий қоманданлиқ иштабиниң мәсулийәт саһәсигә йетип барди» деди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) дә исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған вә буниңға қарита исраилийәму уруш айропиланлири билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич һәрикити» ни башлиғанлиқини җакарлиған иди.

күнсери кәскинләшкән тоқунушларда, һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر