мешил: әлиейв билән аббас бирйусселда көрүшиду

әзәрбәйҗан вә әрменийә рәһбәрлириниң мушу айниң ахирида белгийәниң пайтәхти бирйусселда көрүшидиғанлиқи елан қилинди.

2047381
мешил: әлиейв билән аббас бирйусселда көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел испанийәниң гранада шәһиридә өткүзүлгән йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң бирәсмий башлиқлар йиғини залиға кириш еғизида мухбирларға байанат берип, өзиниң әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән әрменийә баш министири никол пашинйанни бирйусселға тәклип қилғанлиқини билдүрди.

рәһбәрләрниң тәклипкә иҗабий җаваб қайтурғанлиқини тилға алған мишел, ай ахирида бирйусселда үч тәрәп йиғини өткүзүлидиғанлиқини әскәртти.

түнүгүн чақирилған йавропа сийасий җәмийити йиғини җәрйанида, йавропа иттипақи кеңиши, әрменийә, фирансийә вә германийә рәһбәрлири гранадада сөһбәт өткүзгәндин кейин бирләшмә байанат елан қилип, вәзийәтни нормаллаштуруш мусаписини қоллайдиғанлиқлирини тәкитлигәниди.

әлийев қатнашмиған йиғинда рәһбәрләр, чеграни айриш хизмитини җиддий ишләш, қолға елинғанларниң өзара қайтурулуши, тәқдири ениқсиз кишиләрни издәш вә мина тазилаш хизмәтлирини алға силҗитишниң зөрүрлүкини қәйт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر