фирансийә мәмурий мәһкимиси мәктәпләрдә узун кийим кийишини чәкләш қарарини тәстиқлиди

фирансийә мәмурий мәһкимиси мәктәпләрдә абайа (узун кийим) кийишни чәкләш түзүмигә хатимә бериш тоғрисидики тәләпни рәт қилди.

2034676
фирансийә мәмурий мәһкимиси мәктәпләрдә узун кийим кийишини чәкләш қарарини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәмурий мәһкимиси маарип министирлиқиниң мәктәпләрдә абайани чәкләш тоғрисидики қарариға билдүрүлгән етиразға қарап чиқип, чәклиминиң «шәхсий турмушқа һөрмәт қилиш, дуа- тилавәт вә маарип һоқуқи шундақла кәмситишкә қарши туруш пиринсипи»ға хилап әмәсликигә, шуңа мәктәпләрдә абайиларни чәкләшкә болидиғанлиқиға һөкүм қилди.

мәһкиминң қарарида, қиз оқуғучиларниң абайа дәп атилидиған узун кийимни, оғул оқуғучиларниң камис дәп атилидиған кийимни диний сәвәбләрдин кийидиғанлиқи вә бу мәқсәттә ишлитидиғанлиқи؛ қанунниң оқуғучиларниң мәктәпләрдә диний тәвәликини намайан қилидиған бирәр символлуқ нәрсини ишлитиши йаки шу хил кийимләрни кийишини чәкләйдиғанлиқи әскәртилди.

фирансийә маарип министири габриел атталниң 8- айниң 27- күнидики <абайа қатарлиқ узун кийим-кечәкләрниң секуларизмға хилап икәнлики, шуңа у хил кийимләрниң мәктәпләрдә кийилишигә йол қоймайдиғанлиқи> тоғрисидики байанати бәс – муназирә қозғиғаниди.

пирезидент еммануел макронму оқуғучиларниң мәктәпләрдә абайа кийишини чәкләш мәсилисидә мурәссә қилмайдиғанлиқини билдүргәниди.

ADM җәмийити абайа чәкләш қарариниң асасий әркинликкә қарши икәнликини оттуриға қойуп, дөләт ишлири мәһкимисигә әрз сунғаниди.

атталниң ейтишичә, 9- айниң 4- күни 298 оқуғучиниң мәктәпкә абайа кийип кәлгәнликиниң байқалғанлиқини, бу оқуғучиларниң 67 синиң чәкләш буйруқиға әмәл қилмиғанлиқи үчүн, өйлиригә қайтурулғанлиқини әскәрткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر