тунисниң сабиқ баш министири җибали назарәт астиға елинди

тунисниң сабиқ баш министирлиридин һәммади әл җибалиниң қолға елинғанлиқи уқтурулди.

2033514
тунисниң сабиқ баш министири җибали назарәт астиға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: җибалиниң рәпиқиси ваһидә трабәлси пуқрачә кийингән бихәтәрлик қисимлириниң йолдишини тутуп кәткәнликини билдүрүп: «бихәтәрлик қисимлири әтигән саәт 8 әтрапида өйимизгә бесип кирип, һәммади әл җибалини һечқандақ сәвәбсизла қолға алди. бихәтәрлик қисимлири җибалиниң лавинадики дөләт мудапиә газармисида сорақ қилинидиғанлиқини ейтти» деди.

трабәлси һәммади әл җибалиниң йеқинда очуқ йүрәк оператсийәси қилдурғанлиқини, саламәтликиниң йахши әмәсликини әскәртти.

әннәһдә һәрикити әзаси җибали 2011- йили 12- айдин 2013- йили 2- айғичә тунис баш министири болғаниди.

2022- йили майда ички ишлар министирлиқи тәрипидин «хәтәрлик буйумларни сақлаш» җинайити билән әйиблинип айали билән бирликтә қолға елинған җибали, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң күчлүк наразилиқи түпәйли шу күнила қойуп берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر