әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған рәсим 250 миң долларға сетилмақчи

әнглийәдә 6 йил илгири бир әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған рәсим 250 миң долларлиқ қиммәткә игә болуп чиқти.

2032281
әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған рәсим 250 миң долларға сетилмақчи

түркийә авази радйоси хәвири: бу рәсимни сетивалған айал йиллардин бери ташлинип турған рәсимниң қиммитини билип баққуси келип, уни сәнәт консерватипханисиға елип барди.

әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған бу рәсимниң америкалиқ рәссам бевел конверс вйет тәрипидин сизилғанлиқи оттуриға чиқти.

бонһамс сикиннер ким артуқ қилип сетиш мәркизиниң тизимликигә асасланғанда, бу рәсим 1939-йили һелен һант җексонниң «рамона» намлиқ романи үчүн сизилған төт әсәрдин бири болуп, қиммити 150 миңдин доллардин 250 миң долларғичә икәнлики мәлум болди.

рәсим 19-синтәбирдә кимартуқ қилип сетилидиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر