дунйа ислам бирләшмиси (рабита) данийәдики қуран кәримгә қилинған һақарәтлик қилмишларни әйиблиди

мәркизи ишханиси мәккәгә җайлашқан дунйа ислам бирләшмиси (рабита) данийәдики қуран кәримгә қилинған һақарәтлик қилмишларни әйибләп: «бу һәрикәтләр барлиқ диний вә инсаний пиринсиплар билән өрп-адәтләргә зиттур» деди.

2015082
дунйа ислам бирләшмиси (рабита) данийәдики қуран кәримгә қилинған һақарәтлик қилмишларни әйиблиди

түркийә авази радйоси хәвири:  дунйа ислам бирләшмисиниң тор бетидә елан қилинған йазма байанатта, мусулманларға вә исламға қарши нәпрәт шундақла қутратқулуқ қилмишлирини һәмдә ислам дүшмәнликини өз ичигә алған барлиқ көрүнүшләрни пүтүнләй рәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.

дунйа ислам бирләшмиси барлиқ диний вә инсаний пиринсипларға зит келидиған шундақла хәлқара җәмийәтниң қиммәт қаришиғиму хилап болған бу хил қилмишларниң, хәтәрлик ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.

бу хил һәрикәтләрниң ашқунлуқ вә қариғуларчә чоқунуштин башқа нәрсә әмәслики байан қилинған байанатта йәнә, «хәлқләр оттурисидики достлуқни күчәйтиш үчүн тиришишимиз керәк болған бир вақитта, бу хил һәрикәтләрниң бу тиришчанлиққа тосқунлуқ қиливатқанлиқини көрмәктимиз» дейилди.

данийәдики исламға қарши ашқун милләтчи «данске патриот (данийә вәтәнпәрвәрлири)» намлиқ бир учум гуруппа әзалири 21-ийулда копенһагендики ирақ әлчиханиси алдида қуран кәримни көйдүргән иди.

исламға қарши лозункиларни ачқан вә исламға қарши һақарәтлик шоарларни товлиған бу гуруппиниң әзалири, ирақ байриқи вә қуран кәримни йәргә ташлап үстигә дәссигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر