сүрийә йиғини астанада ечилиду

түркийә билән сүрийә мунасивәтлириниң нормаллишишиға мунасивәтлик «сүрийә» темилиқ йиғин, әтә (20-ийун) қазақистан пайтәхти астанада өткүзүлиду.

2001610
сүрийә йиғини астанада ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пайтәхти астанада өткүзүлидиған «сүрийә» темилиқ йиғинда, түркийә, сүрийә, русийә вә иран муавин ташқи ишлар министирлири учришиду.

әнқәрә билән дәмәшиқ оттурисида аридин 11 йил өткәндин кейин тунҗи қетимлиқ учришиш, 2022-йили 28-декабирда әмәлгә ашқан иди. шу қетимлиқ учришишта, дөләт мудапиә министирлири вә истихбарат идарилириниң башлиқлири көрүшкәндин кейин, икки дөләтниң муавин ташқи ишлар министирлири русийә пайтәхти москвада көрүшкән иди.

бу қетимқи учришиш, 19-ийун (2023) муавин ташқи ишлар министирлири арисида қазақистан пайтәхти астанада әмәлгә ашурулиду.

төт тәрәпниң тунҗи учришишида, түркийә билән сүрийә оттурисидики мунасивәтләрни нормаллаштуруш үчүн бесилидиған конкрет қәдәмләр музакирә қилиниду.

түркийә террорлуққа қарши күрәш, мәсилини сийасий йол билән һәл қилиш, мусапирларниң ихтийарий һалда бихәтәр вә иззәт-һөрмити билән йурт-маканлириға қайтишиға мунасивәтлик қарарини йәнә бир қетим тәкитләйду.

дәмәшиқ һөкүмитиниң түркийә алдин әһмийәт беридиған мәсилиләргә тутқан позитсийәси, илгириләш һасил қилишни бәлгиләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر