америкада «ковид – 19» йуқуми йардәм мәблиғи оғриланған

америка қошма иштатлирида  корона мәзгилидә «ковид – 19» йуқуми йардәм мәблиғидин 280 милйард доллардин артуқ пулниң оғриланғанлиқи вә 123 милйард доллардин артуқ пулниң исрап қилинғанлиқи билдүрүлди.

2000188
америкада «ковид – 19» йуқуми йардәм мәблиғи оғриланған

түркийә авази радийоси хәвири: AP агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка һөкүмити «ковид – 19» йуқумини давалаш ишлириға йардәм бериш үчүн җәмий 4 тирилйон 200 милйард доллар аҗратқан.

агентлиқниң «америка тарихидики әң чоң алдамчилиқ» дәп атиған хәвиридә билдүрүлүшичә, америка һөкүмити аҗратқан 4 тирилйон 200 милйард долларлиқ мәбләғдин 280 милйард доллардин артуқ пул оғриланған, 123 милйард доллардин артуқ пул исрап қилинған.

тәптишләр вә мутәхәссисләр болса «ковид – 19» йуқуми оттуриға чиққан дәсләпки мәзгилләрдә йардәм үчүн аҗритилған мәбләғни тездин тәқсим қилишқа тиришқан америка һөкүмитини әйибләп, йардәм илтимасиға чәк қойушниң наһайити аз, назарәтчиликниң йетәрлик болмиғанлиқини, буниң алдамчиларниң ишиға йариғанлиқини илгири сүргән.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, алдамчилар түрмиләрдики мәһбуслар вә қаза қилғанларниң иҗтимаий капаләт номурини ишлитип, ишсизлиқ тәминатиға еришкән, бу алдамчилар дөләт миқйасидики нурғун иштатлардиму шундақ қилған.

америка әдлийә министирлиқи «ковид – 19» йуқуми алдамчилиқлириға қарши күрәш бөлүминиң йардәмчи дериктори майк галдо йардәм мәблиғиниң оғрилиниши тоғрисида мундақ дегән: «бу мисли көрүлмигән дәриҗидики бир алдамчилиқтур.»

игилинишичә, вашингитон һөкүмити һазирғичә әскәрләр, поплар, башқа әмәлдарлар вә җинайәтчиләрни өз ичигә алған 2230 дин артуқ адәмни алдамчилиқ билән әйибләп, тәкшүрүшкә башлиған болуп, уларниң арисидики миңларчә кишини тәкшүрүш һазирму давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر