голландийә һөкүмити пуқраларға аптаптин сақлиниш мейини һәқсиз тарқитип беридиған болди

голландийәдә һөкүмәт тарихтики әң йуқири сәвийәгә йәткән терә ракиға қарши күрәштә, йеңи бир пирограммини йолға қойидиған болди.

1999616
голландийә һөкүмити пуқраларға аптаптин сақлиниш мейини һәқсиз тарқитип беридиған болди

түркийә авази радйоси хәвири:  бу йил (2023) йазда голландийәдики мәктәпләр, фестиеваллар, бағчилар, чениқиш заллири вә аммиви сорунларда аптаптин сақлиниш мейи тарқитиш нуқтилири тәсис қилинидиған болди.

мәзкур пирограмма арқилиқ көпчиликниң қуйаш нуридин мудапиәлиниш имканийитигә еришиши вә йуқири тәннәрх қатарлиқ сәлбий амилларниң тәсиригә учримаслиқи нишан қилинмақта.

мәсуллар бу сәпәрвәрлик арқилиқ аптаптин сақлиниш мейи сүркәшни «күндилик адәт» кә айландурушини үмид қилмақта.

сәһийә мәсуллири йеқинқи йиллардин буйан терә ракиға гириптар болуш нисбитиниң рекорт дәриҗидә ешип кәткәнликини билдүрмәктә.

аптаптин сақлиниш мейиниң кесәлликтин қоғдинишниң әң йахши чариси икәнликиниң испатланғанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر