әбрар: чарлей хебдо рәсимни ундақ әмәс, бундақ сизишиң керәк иди...

гирафик лайиһәлигүчи әбрар сабаһ рәсими арқилиқ фирансийәдә чиқидиған һәптилик һәҗвий рәсим журнили «чарли хебдо» ниң 6-феврал (2023) түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидики һәҗвий рәсимигә инкас қайтурди.

1944375
әбрар: чарлей хебдо рәсимни ундақ әмәс, бундақ сизишиң керәк иди...

түркийә авази радийоси хәвири: қаһраманмараштики апәт тоғрисида «түркийәдә йәр тәврәш (йүз бәрди). (у йәргә) танка әвәтишкә керәк қалмиди» дәп йазған журналға, дунйаниң һәр қайси җайлиридики иҗтимаий таратқу абонтлири наразилиқ билдүрүшни давамлаштурмақта.

сәнәткар әбрар сабаһ өзиниң иҗтимаий таратқу суписидики адресида син көрүнүшлүк учур һәмбәһриләп, өзиниң чарле хебдониң түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшкә мунасивәтлик һәҗвий рәсимигә өзгәртиш киргүзгәнликини хатириләткәндин кейин: «әй әхлақсиз чарлей хебдо, ундақ әмәс, мундақ сизишиң керәкти. биз қайтидин қәд көтүримиз. бу күчлүк милләт йәнә қәд көтүриду!» деди.

сабаһниң журналниң иҗтимаий таратқудики адресиғиму әвәтилгән әсири қисқа вақит ичидә миңлиған кишиниң йақтурушқа еришти вә тордашлар тәрипидин кәң һәмбәһриләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر