зеленский: «украинаниң болупму узун мусапилиқ башқурулидиған бомбиларға еһтийаҗи бар»

украина пирезиденти володимир зеленский русийә қисимлириниң түнүгүн әтигәндә донетсик райониға қарашлиқ константинивика шәһиригә қилған башқурулидиған бомба һуҗумида 3 пуқраниң қаза қилғанлиқини вә 14 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

1939112
зеленский: «украинаниң болупму узун мусапилиқ башқурулидиған бомбиларға еһтийаҗи бар»

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский телеграмма һесабида елан қилған синлиқ йазмисида русийә-украина урушиниң әң йеңи вәзийити һәққидә тохталди.

зеленский пуқралар турушлуқ өйләрниң һуҗум нишани қилинғанлиқини, русийә қисимлириниң S-300 башқурулидиған бомба билән һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

зеленский мушуниңға охшаш һуҗумларниң алдини елиш вә русийә қисимлириниң һуҗум имканийәтлирини чәклик һалға чүшүрүш үчүн техиму көп қоралға еһтийаҗи барлиқини әскәртип, «украинаниң болупму узун мусапилиқ башқурулидиған бомбиларға еһтийаҗи бар» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر