шималий америка вә йапонийәдә соғуқ һаваниң тәсири еғир болди

америка, канада вә йапонийәдә соғуқ һава сәвәбидин нурғун айропилан сәпәрлири әмәлдин қалдурулди.

1923570
шималий америка вә йапонийәдә соғуқ һаваниң тәсири еғир болди

түркийә авази радийоси хәвири: америкада соғуқ һава дөләтниң үчтин икки қисмиға тәсир қилди. 200 милйондин артуқ америкалиқ қар шивирғининиң тәсири астида қалди. 13 иштатта агаһландуруш елан қилинди. бәзи районларда һава температураси 0 дин төвән 45 гирадусқа чүшти. шивирған сәвәбидин аптомобиллар йолларда қалди.

һөкүмәт бу һәқтә байанат елан қилмиған болсиму, әмма таратқулар қаттиқ соғуқ сәвәбидин 26 кишиниң җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.

америкада тәхминән 100 миң аилә токсиз қалди, нефит қудуқлирини муз қаплиди. 8 миңдин артуқ нөвәтчи айропилан әмәлдин қалдурулди, 25 миңдин артуқ айропилан сәпиридә кечикиш көрүлди.

флорида иштатиму соғуқ һаваниң тәсиригә учриди.

бүгүндин башлап (2022-йили 26-декабир) һава температурасиниң пәсил характерлик нормаллишидиғанлиқи қәйт қилинмақта.

канадаму шивирған вә қелин қарниң тәсири астида. нурғун җайларда електр үзүлүп қалди. пойиз сәпәрлиридә ақсашлар көрүлди. торонтода нурғун айропилан сәпәрлири әмәлдин қалдурулғачқа, миңларчә йолучи айродурумларда қапселип қалди.

канадада мәҗбур қалмиған әһвалда сиртқа чиқмаслиқ йаки сайаһәт қилмаслиқ тәләп қилинди.

йапонийәдә соғуқ һава сәвәб болған бәзи вәқәләрдә 14 киши җенидин айрилди, 87 киши йариланди. бәзи шәһәрләрдә қатнаш паләч әһвалға чүшүп қалди. йолларда қатнаш тохтитилди, пойиз қатниши әмәлдин қалдурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر