нигерийәгә 5 миңдин артуқ киши қайтип кәлди

нигерийәниң шәрқий шималида террорлуқ тәшкилати боко һарамдин қечип қошна дөләтләрдә панаһланған 5 миң 704 киши йурт-маканлириға қайтип кәлди.

1914647
нигерийәгә 5 миңдин артуқ киши қайтип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә зийанкәшликкә учриғучиларға йардәм қилиш фондиниң (VSF) башлиқи лавал алав байанат елан қилип, нигерийә армийәсиниң борно иштатиға қарашлиқ мартте районида қайтидин бихәтәрликни тәсис қилғанлиқини билдүрди.

у мәзкур районда алтә йил илгири боко һарам террорлуқ тәшкилатиниң һуҗумлиридин қечип қошна дөләтләрдин камерон вә нигердә панаһланған 5 миң 704 кишиниң йурт-маканлириға қайтип кәлгәнликини әскәртип, қайтқанларниң һөкүмәт салдурған биналарға орунлаштурулғанлиқини қәйт қилди.

нигерийәдә 2000-йилларниң бешидин тартип бой көрситишкә башлиған боко һарам террорлуқ тәшкилатиниң 2009-йилидин бери қиливатқан һәр хил террорлуқ һуҗумлирида 20 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.

боко һарам террорлуқ тәшкилати 2015-йилдин буйан қошна дөләтләр болған камерон, чад вә нигердә террорлуқ һуҗумлирини пәйда қилип кәлди. чад көли ойманлиқидики һуҗумларда әң аз дегәндә 2 миң киши җенидин айрилди.

нигерийәдә террорлуқ һуҗумлири вә һәр хил тоқунушлар сәвәбидин йүз миңларчә киши йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر