путин G-20 йиғиниға қатнашмайду

русийә пирезиденти влаимир путинниң һиндонезийәниң бали шәһиридә ечилидиған G-20дөләт гуруһи йиғиниға қатнашмайдиғанлиқи билдүрүлди.

1904691
путин G-20 йиғиниға қатнашмайду

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә G-20 йиғини мәсуллиридин луһут бинсар панджайтан мухбирларниң зийаритини қобул қилип, русийә пирезиденти влаимир путинниң G-20 дөләт гуруһи йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини, ташқи ишлар министири лавровниң йиғинда русийә һәйитигә башчилиқ қилидиғанлиқини елан қилди.

америка пирезиденти җо байдин, хитай рәиси ши җинпиң вә башқа дунйа рәһбәрлири 15-нойабир ечилидиған йиғинға қатнишиду.

русийәниң 24-феврал (2022) украинаға қарши башлиған таҗавузчилиқ урушидин буйан байдин билән путинниң G-20 дөләт гуруһи йиғини вәсиләси билән тунҗи қетим көрүшүш мумкинлики тәхмин қилинмақта иди. бирақ, русийә пирезиденти путинниң йиғинға қатнашмайдиғанлиқини елан қилиши билән, америка пирезиденти байдин вә иттипақдашлириниң путин билән арисида йүз бериш еһтимали болған «көңүлсизлик» йүз бәрмәйдиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر