шималий корейә американиң уни йадро күч сүпитидә қобул қилишини мәқсәт қилмақта

шималий корейә рәһбири ким җоңун армийәниң узун мусапилиқ чарлиғучи башқурулидиған бомбилириниң синақлирини көздин кәчүрди.

1892263
шималий корейә американиң уни йадро күч сүпитидә қобул қилишини мәқсәт қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейәниң бу йил сани рекорт дәриҗидә ашқан синақлири чаршәнбә күниму давамлашти.

тәһлилчиләрниң қаришичә, ким җоңунниң башқурулидиған бомба синиқини көпәйтишидики сәвәб, 24 - февралда русийәниң украинаға қарши уруши пәйда қилған бошлуқтин пайдилинип,  америка вә униң иттипақдашлириға тәһдит салалайдиған дәриҗидә мукәммәлләшкән қорал амбири қуруп чиқиш икән.

җәнубий корейә мәсуллири ким җоңунниң кәлгүси бир нәччә һәптә йаки бир нәччә ай ичидә атом синиқи қилиши мумкинликини билдүрди.

шималий корейә һөкүмити американиң шималий корейәни иқтисадий вә бихәтәрлик җәһәттә кеңишиш иқтидариға игә йадро күч сүпитидә қобул қилишини мәқсәт қилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

шималий корейә рәсмий хәвәр агентлиқи түнүгүнки синақ җәрйанида, икки башқурулидиған бомбиниң тәхминән үч саәт учқанлиқини, ғәрбий деңиз үстидин тухум вә сәккиз шәкиллик линийиләрни сизип, 2000 киломитир узақлиқтики нишанға зәрбә берәлигәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر