песков: ембарголар сәвәбидин газ билән тәминләш тохтитилди

русийә кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков ембарголар сәвәбидин тәбиий газ йәткүзүш ишлириниң тохтитилғанлиқини билдүрди.

1874240
песков: ембарголар сәвәбидин газ билән тәминләш тохтитилди

түркийә авази радийоси хәвири:русийә кремил сарийиниң байанатчиси песков тәбиий газ йәткүзүш ишлириниң русийәгә қарши йүргүзүлгән ембарголар сәвәбидин тохтитилғанлиқини, йавропа сийасәтчилириниң ташлиған қәдәмлири түпәйлидин пуқраларниң көп пул төләшкә мәҗбур болғанлиқини ейтти.

газпром туруба линйәсидики охшимиған үскүниләрниң запчаслирини асираш ишлириниң ембарголар сәвәбидин қилиналмиғанлиқини билдүрүп, туруба линйәсидин еқитилған газ миқдарини тәхминән %80 азайтқан иди.

газпром йәнә, фирансийәниң ийул ейиниң газ һәққини төлимигәнлики сәвәбидин, бу дөләткә әтидин башлап (1-сентәбир) газ билән тәминләшни тохтитидиғанлиқини елан қилди.

байанатта: «русийә пирезидентиниң 2022-йили 31-март чиқирилған 172-номурлуқ пәрманиға асасән, чәт әллик газ сетивалғучи келишимдә бәлгиләнгән муддәт ичидә газ һәққини төлимигән әһвалда газ сетивалғучини газ билән тәминләш тохтитилиду» дейилди.

фирансийәниң тәбиий газ тәминлигүчи ширкити енҗи гуруһиниң (Engie Group) муавин башлиқи клайир вайсәнд (Claire Waysand) 29-авғуст (2022) твиттерда байанат елан қилип, ширкәтниң енергийә киризиси башланғандин тартип газ билән тәминләш мәнбәлирини көпәйтип, русийә газиға болған беқиндилиқни көп азайтқанлиқини билдүргән иди.

у фирансйәдики сақланған тәбиий газ записиниң %90 тин көпрәк икәнликини қәйт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر