нигерийәдә 2 черкавға қилинған қораллиқ һуҗумда 3 киши қаза қилди

нигерийәниң кадуна өлкисидә 2 черкавға қилинған қораллиқ һуҗумда 3 киши қаза қилип, нурғун киши тутуп кетилди.

1845524
нигерийәдә 2 черкавға қилинған қораллиқ һуҗумда 3 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кадуна өлкиси ички бихәтәрлик вә ички ишлар комиссари самуил аруван елан қилған йазма байанатида, мотсиклит мингән қораллиқ кишиләрниң каҗуру районидики икки черкавға қораллиқ һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

самуил аруван һуҗумда 3 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини билдүрүп, йәнә нурғун кишиләрниң тутуп кетилгәнликини уқтурди

аруван бихәтәрлик қисимлириниң районға әвәтилгәнликини вә вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини байан қилди.

нигерийәдә йеқинқи мәзгилләрдин буйан қораллиқ унсурларниң мотсиклит билән һуҗум қилиш вәқәлири көпәйгәндин кейин, бир қисим өлкиләрдә мотсиклит ишлитиш чәкләнгән иди.

өткәндиму йәни 5-  ийунда, ондо өлкисигә қарашлиқ ово районида бир католик черкавида ибадәт қиливатқанларға қилинған һуҗумда 40 киши қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر