нато-йапонийә мунасивәтлири күчәйтилиду

нато һәрбий комитет башлиқи роб бавйер билән йапонийә армийә иштаб башлиқи йамазаки коҗи дунйа хәвпсизликигә төһпә қошуш мәқситидә, икки тәрәп мунасивәтлирини күчәйтиш тоғрисида келишти.

1839625
нато-йапонийә мунасивәтлири күчәйтилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә армийә иштаб башлиқи йамазаки коҗи нато-йапонийә һәмкарлиқини чоңқурлаштуруш мәқситидә пайтәхт токйони зийарәт қилған нато һәрбий комитет башлиқи роб бавйер (Rob Bauer) билән көрүшти.

икки рәһбәр русийә 24-февралдин (2022) тартип давамлаштуруватқан украинадики ишғал урушиниң, һинди-тинч окйанға болған тәсирлири музакирә қилинған көрүшүштә, дунйа хәвпсизликини қоллаш үчүн өзара мунасивәтләрни күчәйтиштә пикир бирлики һасил қилди.

нато һәрбий комитет башлиқи роб бавйер русийә пирезиденти путинниң «күч билән қанунни йоқитишқа урунуватқанлиқи» ни әскәртип, мәзкур киризисниң украина һәмдә йавропадин чоң икәнликини қәйт қилди.

у йапонийәниң 30 әзаси бар иттипақниң «йавро-атлантик райони сиртидики әң узун муддәтлик һәмраһи» икәнликини билдүрүп, токйо һөкүмитиниң иттипаққа қошидиған төһпилириниң «һайати әһмийәткә игә» икәнликини тәкитлиди.

йапонийә армийә иштаб башлиқи йамазаки коҗи: «йавропа вә һинди-тинч окйан бихәтәрлики бир-биридин айрилалмайду. дунйа тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн йапонийә билән натониң һәмкарлиқини күчәйтиштин ваз кәчкили болмайду» деди.

у районда күтүлмигән вәқәләргә қарши ғәрб билән кординатсийәни күчәйтишни пилан қилған йапонийә баш вәзири кишида фумийониң, мушу ай ахири (2022-йили ийун) испанийә пайтәхти мадридта өткүзүлидиған нато рәһбәрләр йиғиниға қатнишидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر